Бгн Уйур театрини коллективи Хлиара Трксой тшкилати Баш Кативини орунбасари Сайит Юсуфни обулханисида болди.

Бүгүн Уйғур театриниң коллективи Хәлиқара “Түрксой” тәшкилати Баш Кативиниң орунбасари Сайит Юсуфниң қобулханисида болди. Сайит Юсуф өз сөзидә икки күн давамида Уйғур театри артистлириниң намайиш қилған сәһнә қоюлимлири үчүн рәхмәт ейтти. Шундақла мәшһүр алим МАҺМУТ ҚӘШҚӘРИЙНниң язған “Дивани луғәт әт-түрк” китави барлиқ түркий тиллиқ хәлиқләр үчүн бебаһа әмгәк екәнлигини қәйт қилип, мошундақ тарихий драмини Түркийә дөлитигә елип кәлгән Уйғур театриға чоң миннәтдарлиғини изһар қилди. Андин, Уйғур театриниң рәһбири, Қазақстанниң хизмәт көрсәткән әрбаби Дилмурат Баһаров, әдәбият бөлүминиң рәһбири, театр бәдиий рәһбириниң мәслиһәтчиси Гүлбаһар Насирова, драма актери Пәрһат Давутов ушбу уюштурулған гастрольлуқ сәпәрниң наһайити үнүмлүк өткәнлигини тәкитләп, чоң рәхмитини билдүрди. Ахирида, делегация әзалири “Түрксой” тәшкилатиниң дипломи билән тәғдирләнди. Рәсмий қобул қилиш мәрасимидин кейин мәйрәмлик зияпәт берилди.
Back to Top